интел ширкити «бихәтәрлик сәвәбидин» хитайда өзәк ишләпчиқиришни рәт қилди

дунйада өзәк киризиси йүз бериватқан пәйттә, американиң дунйадики әң чоң өзәк ишләпчиқарғучи ширкити интел «бихәтәрлик сәвәбидин» хитайда өзәк ишләпчиқиришни рәт қилди.

1734635
интел ширкити «бихәтәрлик сәвәбидин» хитайда өзәк ишләпчиқиришни рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ширкәт хитайдики бир завутта өзәкниң кремнийлиқ ваферни тез сүрәттә ишләпчиқириш арқилиқ дунйадики өзәк кәмчилликини толуқлашни мәқсәт қилған иди.

ишләпчиқиришниң америкада әмәлгә ешиши болса, федератсийә һөкүмитиниң қоллишиға бағлиқ. буниң үчүн парламентта сақлиниватқан 52 милйард долларлиқ өзәк қануни мақуллиниши лазим.

өзәк кәмчиллики техника вә аптомобил санаити билән шуғуллинидиған ширкәтләргә милйардларчә долларлиқ зийан салмақта. ишләпчиқириш муәссәсәлиридики хизмәтчиләрни иштин бошитишқа мәҗбур қалмақта.

җенерал аптомобил ширкити өзәкниң кәмчиллики сәвәбидин бир қисим аптомобиллардики исиитлидиған вә шамалдитилидиған орундуқ таллашлириға орун бәрмәйдиғанлиқини елан қилди.

волво ширкити өзәк кәмчиллики сәвәбидин, белгийәниң гент шәһиридики завутида ишләпчиқиришни тохтатти.

башқа аптомобил маркилириниңму мушуниңға охшаш қоллинишчан пирограммиларға йүзлиниши, өзәк киризиси давамлашқан тәқдирдә, күндилик турмушта техиму көп мәсилиләрниң көрүлүши мумкинлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر