трамп вашингтондики меһмансарийини сатмақчи

сабиқ пирезидент доналд трамп вашингтондики «трамп хәлқара меһмансарийи» ни 375 милйон долларға сатиду.

1734028
трамп вашингтондики меһмансарийини сатмақчи

түркийә авази радийоси хәвири: б б с америка сабиқ пирезиденти трампниң вашингтондики меһмансарийини 375 милйон долларға сатидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, трампниң пайтәхт вашингтондики аилә ширкитиниң меһмансарайниң сетилиши үчүн мәркизи миамиға җайлашқан мәбләғ ширкити «CGIMerchant Group» билән келишим һасил қилған.

хәвәрдә, меһмансарайниң 375 милйон долларға сетилиши үчүн келишим һасил қилинғанлиқи вә меһмансарайни рәсмий өткүзүп бериш ишлириниң 2022-йилниң дәсләпки чарикидә беҗирилидиғанлиқи؛ меһмансарай сетилғандин кейин, исминиң волдорф асторийа (Waldorf Astoria) ға өзгәртилидиғанлиқи вә хилтон (Hilton) гуруһи тәрипидин башқурулидиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, 60 йиллиқ иҗарә тохтами болған меһмансарай үчүн 2019-йилдин буйан херидар чақириватқанлиқи әскәртилди.

 америка кеңәш палатасида, трамп үстидин меһмансарайға мунасивәтлик тәкшүрүш елип берилған иди.

тәкшүрүштә, трамп пирезидент болған мәзгилдә меһмансарайниң 70 милйон доллар зийан тартқанлиқи вә чәт әл һөкүмәтлиридин 3.7 милйон доллар һәқ тапшурувалғанлиқи ениқланған иди.

трамп аилә ширкити тәкшүрүшниң кишиләрни қаймуқтуруш үчүн қилинғанлиқини илгири сүргән иди.

ақсарайдин бир қанчә коча арқиға җайлашқан меһмансарай 2016-йили сентәбирдә ечилған иди.

меһмансарай бинаси 2012-йили трамп аилә ширкити тәрипидин сетивелинған болуп, трамп җумһурийәтчиләрниң пирезидент намзати болғандин кейин, меһмансарайға өзгәртилип хизмәткә кириштүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر