түркийәниң сайаһәтчилик кирими 11 милйард доллардин ашти
түркийәниң сайаһәтчиликтин қилған кирими мушу йил (2021) ниң үчинчи чарикидә 11 милйард 395 милйон 117 миң долларға йәтти.

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси бу йилниң ийул ейидин сентәбир ейиғичә болған сайаһәтчилик рәқәмлирини елан қилди.
түркийә истатистика идарисиниң мәлуматлириға асасланғанда, бу йилниң үчинчи чарикидә сайаһәтчилик кирими 11 милйард 395 милйон 117 миң долларға болған. сайаһәтчиликтин қилған киримниң %78 ни чәт әллик зийарәтчиләр, %22 и чәт әлләрдә йашаватқан түркийәлик сайаһәтчиләр игилигән.
бу мәзгилдә оттуричә кечилик хираҗәт 74 доллар болған.
чәт әлликләрниң оттуричә кечилик хираҗити 78 доллар болған болуп, чәт әлләрдә йашаватқан түркийәлик сайаһәтчиләрниң хираҗити 61 доллар болған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

«тог» ни алдин закас қилғанларниң сани 41 миңға йәтти
түркийәниң токлуқ аптомобили «тог» ни алдин закас қилғанларниң сани 41 миңға йәтти.
америкада башланған банка киризиси кеңийишкә башлиди
америкада башланған банка киризиси хәлқара аксийә базарлиридиму киризис пәйда қилишни башлиди.