малийә министирлиқи, малийә һәрикити хизмәт гурупписиниң түркийә қарариға инкас қайтурди

түркийә хәзинә вә малийә министирлиқи, малийә һәрикити хизмәт гурупписи — FATF ниң кә өзгәртиш киргүзүшигә қарита ипадә билдүрди.

1723341
малийә министирлиқи, малийә һәрикити хизмәт гурупписиниң түркийә қарариға инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә хәзинә вә малийә министирлиқи, малийә һәрикити хизмәт гурупписи — FATF ниң <күлрәң тизимлик>кә өзгәртиш киргүзүшигә ипадә билдүрүп: «маслишиш үчүн көрситилгән тиришчанлиқларға қаримай, дөлитимизниң күлрәң тизимликкә киргүзүлүши наһәқчиликтур» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә хәзинә вә малийә министирлиқиниң байанатида,  малийә һәрикити хизмәт гурупписиниң җинайи қилмиш киримлириниң йуйулуши, террорлуқ вә кәң көләмлик қирғучи қоралларни кеңәйтиш қатарлиқларниң малийә мәнбәсини қурутуш күришиниң хәлқара өлчәмлирини бәлгиләйдиған вә һәр қайси дөләтләрниң бу өлчәмгә әмәл қилған йаки қилмиғанлиқини назарәт қилидиған бир тәшкилат икәнликигә ишарәт қилинди.

түркийәниң 1991- йилидин буйан малийә һәрикити хизмәт гурупписиниң 39 әзасиниң бири икәнлики вә хәлқара өлчәмгә асасән чиқирилған бәлгилимиләр даирисидә зөрүр қәдәмләрни ташлиғанлиқи тәкитләнгән байанатта: «буниңдин кейинки мусапидә малийә һәрикити хизмәт гурупписи вә барлиқ алақидар органлар билән һәмкарлашқан асаста зөрүр қәдәмләр давамлиқ ташлиниду, дөлитимизниң наһәқ киргүзүлгән бу тизимликтин әң қисқа вақит ичидә өчүрүлүши капаләткә игә қилиниду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر