түркийә 115 дөләткә чай експорт қилди

шәрқий қара деңиз експортчилар бирләшмисиниң муавин башлиқи әһмәт һамди чай експорт қилинған дөләтләр саниниң 115 кә йәткәнликини билдүрди.

1717777
түркийә 115 дөләткә чай експорт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә 2021-йилниң йанвар ейидин сентәбир ейиғичә болған мәзгилдә 115 дөләткә қилған чай експортидин 13 милйон 212 миң доллар кирим қилди.

шәрқий қара деңиз експортчилар бирләшмисиниң муавин башлиқи әһмәт һамди гүрдоған йазма байанатида, бу йил (2021) ниң тоққуз айлиқ мәзгилидә 3 миң 247 тонна чай експорт қилинғанлиқини билдүрди.

у әң көп чай експорт қилинған дөләтләрниң рәт тәртипи бойичә германийә, америка, голландийә вә шималий қибрис түрк җумһурийити болғанлиқини қәйт қилди.

у чай експорт қилинған дөләтләр саниниң 115 кә йәткәнликиниң муһим илгириләш икәнликини сөзлиригә елавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر