түркийә иқтисади бу йилниң иккинчи пәсилидә %21.7 ашти

түркийә истатистика идариси (TUIK) бу йилниң иккинчи пәсилидә (4-айдин 6-айғичә болған арилиққа тәвә) ички ишләпчиқириш омумий қиммити (GSYH) нәтиҗисини елан қилди.

1700671
түркийә иқтисади бу йилниң иккинчи пәсилидә %21.7 ашти

түркийә авази радийоси хәвири: буниңға асасланғанда, 2021-йили иккинчи пәсилдики ички ишләпчиқириш омумий қиммити (GSYH) ниң биринчи мөлчәри؛ зәнҗирсиман һәҗим көрсәткүчи болуш сүпити билән, алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %21.7 ашқан.

ички ишләпчиқириш омумий қиммити (GSYH)ни тәшкил қилидиған паалийәтләр тәкшүрүлгәндә, мулазимәт %45.8, санаәт %40.5, кәспий, мәмурий вә йардәм мулазимити паалийәтлири %32.4, башқа мулазимәт паалийәтлири %32.3, учур - алақә паалийити %25.3, аммиви башқуруш, маарип, инсан сағламлиқи вә иҗтимаий мулазимәт паалийәтлири %8.5 ашқан.

өй-мүлүк паалийәтлири %3.7 қурулуш %3.1, деһқанчилиқ, орманчилиқ вә белиқчилиқ %2.3 ашқан.

пәсил вә калиндар тәңшәлгән ички ишләпчиқириш омумий қиммити (GSYH) зәнҗирсиман һәҗим көрсәткүчи алдинқи пәсилгә селиштурғанда %0.9 ашқан.

календар тәңшәлгән (GSYH) зәнҗирсиман һәҗми көрсәткүчи болса, 2021-йилиниң иккинчи пәслидә алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %21.9 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر