түркийәниң мевә-көктат експорти изчил ашти

түркийәниң мевә-көктат мәһсулатлири експорти 2020-йили йанвардин ийунғичә болған мәзгилдә 777 милйон долларға йәтти.

1674054
түркийәниң мевә-көктат експорти изчил ашти

түркийә авази радийоси хәвири: 2021-йилниң охшаш мәзгилидә болса, вухән вируси (Kovid-19) вабаси мәзгилидә ишләпчиқириш изчил давамлашқан болуп, експорт нисбити %20 ешип 936 милйон долларға йәтти.

йавропани өз ичигә алған 100 дин артуқ дөләткә експорт қилинған мевә-көктат мәһсулатлирида, 133 милйон доллар билән германийә биринчи орунда турди. експортта %23 лик ешиш билән 93 милйон доллардин 114 милйон долларға йәткән америка иккинчи орунда турди.

мәзкур мәзгилдә ираққа қилинған мевә-көктат експорт соммиси 83 милйон долларға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر