оттура америка вә мексикаға  инсанпәрвәрлик йардәм берилди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң көчмәнләр ишлири мәслиһәтчиси амий попе, мексика вә оттура америка дөләтлиригә 57 милйон доллардин артуқ инсанпәрвәрлик йардәм берилгәнликини ейтти.

1655881
оттура америка вә мексикаға  инсанпәрвәрлик йардәм берилди

түркийә авази радийоси хәвири: амий попе, мексикани өз ичигә алған оттура америка дөләтлиридә мәҗбурий һалда өй – маканлиридин қоғлап чиқирилған кишиләр үчүн ишқа ашурулған һәмкарлишиш паалийитидә, 57 милйон доллардин артуқ инсанпәрвәрлик йардәм топланғанлиқини, бу йардәмниң тәртипсиз көчмәнликниң асаслиқ сәвәблирини ениқлап чиқиш вә район миқйасида көчмәнләр ишлирини башқурушни күчәйтиш мәқситидә сәрп қилинғанлиқини, бу йардәмниң хәлқаралиқ шерикләрниңму васитиси арқилиқ мәҗбурий һалда өй – маканлиридин қоғлап чиқирилған кишиләрниң җиддий еһтийаҗлирини қамдашта муһим рол ойнайдиғанлиқини қәйт қилди.

паалийәткә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимиси, америка дөләтлири тәшкилатиниң қоллиши астида испанийә, гватемала вә костарика һөкүмәтлири саһибханилиқ қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر