түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди
түркийәдики ишсизлиқ нисбити 2020- йили алдинқи униңдин бурунқи (2019) йилға селиштурғанда %0.5 төвәнләп, %13.2 гә чүшти.
1605815

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идарисиниң «2020 – йиллиқ әмгәк күчлири истатистикиси»дики санлиқ мәлуматларға қариғанда, дөләт миқйасидики ишсизлар сани өткән йили 2019- йилидикигә селиштурғанда 408 миң адәм азийип, 4 милйон 61 миң адәм болған.
ишсизлиқ нисбити ковид – 19 йуқуминиң зәрбисигә учриған өткән йили алдинқи йилға селиштурғанда %0.5 төвәнләп, %13.2 гә чекингән.
2019-йили ишсизлиқ нисбити%13.7, ишсизлар сани 4 милйон 469 миң дәп елан қилинғаниди.