Fitch Ratings түркийәниң иқтисадий тәрәққийат мөлчирини йүксәлдүрди

хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини Fitch Ratings түркийәниң 2021 – 2022 – йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчирини йүксәлдүрди.

1603479
Fitch Ratings түркийәниң иқтисадий тәрәққийат мөлчирини йүксәлдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: Fitch Ratings ниң  «йәр шари характерлик иқтисадқа нәзәр» намлиқ доклатида, түркийәниң 2021 – йили % 6.7, 2022 – йили болса % 4.7 тәрәққий қилишиниң күтүлүватқанлиқи қәйт қилинди.

хәлқара киредитни дәриҗигә айриш оргини Fitch Ratings, 2020 – йили декабирда елан қилған доклатида, түркийәниң 2021 – йили % 3.5, 2022 – йили % 4.5 тәрәққий қилишиниң күтүлүватқанлиқини уқтурди.

Fitch Ratings ниң доклатида, түркийәниң хитай билән бирликтә тәрәққий қиливатқан дөләтләр қатаридин орун алғанлиқи билдүрүлди.

күчлүк иқтисадий йардәм вә киредитларниң, 2020 – йили түркийә иқтисадиниң хирисқа тақабил туруш күчини зорайтқанлиқи тәкитләнгән доклатта, түркийәдә пул пахаллиқиниң 2021 –йилниң ахирлири % 11.5 кә, 2022-йилиниң ахирлири болса  % 9.2 кә төвәнлишиниң күтүлүватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر