ғазиантәп дунйаниң машина гиләм еһтийаҗиниң йеримини қамдимақта

ғазиантәпниң дунйа еһтийаҗлиқ машина гиләмлириниң йеримини ишләпчиқиридиған шәһәргә айланғанлиқи елан қилинди.

1588495
ғазиантәп дунйаниң машина гиләм еһтийаҗиниң йеримини қамдимақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортчилар мәҗлиси (TIM) гиләм санаити һәйитиниң рәиси салаһаттин қаплан елан қилған байанатида, гиләм саһәсидә түркийәниң күнсири техиму йуқири  нопузлуқ орунға өткәнликини вә бу нуқтидин ғазиантәпниң башқичә қиммити барлиқини ейтти.

тарих бойичә нурғун мәдәнийәтләргә саһибханлиқ қилған түркийәниң әң муһим санаәт вә сода мәркәзлиридин бирси ғазиантәп икәнликини тәкитлигән салаһаттин қаплан: «түркийә машина гиләм саһәсидә дунйа бойичә әң чоң ишләпчиқарғучидур вә буниңда  ғазиантәпниң сәл қарашқа болмайдиған һәссәси бар. дунйа машина гиләм содисиниң %70 ни дөлитимиз вә буниң %53 и ғазиантәп тәрипидин ишқа ашурулмақта» деди.

салаһаттин қаплан бу саһәниң кәлгүсидин зор үмит барлиқини билдүрүп, «експортта көрүнәрлик утуқларни қолға кәлтүргән түркийә гиләмчилири бу йилму интайин үмидвар. бултур ковид-19 йуқумиға қаримай, хизмәтлирини қәтий ирадә билән давамлаштурған вә 2.6 милйард доллардин көпрәк експорт нишанини ишқа ашурған геләм саһәйимиз, 2021-йили бу нишанни 3 милйард долларға йәткүзүшни мәқсат қилмақта» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر