йавропа мәркизий банкиси йавро райони һәққидә агаһландурди

йавропа мәркизий банкисиниң башлиқи киристин лагарде йавро райони иқтисадиниң әслигә келишиниң кечикиш еһтималлиқиниң барлиқини, шуңа иқтисадниң әслигә келиш җәрйаниниң «релистин чиқип кетиши» гә йол қоймаслиқ керәкликини ейтти.

1571056
йавропа мәркизий банкиси йавро райони һәққидә агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа иқтисад мунбириниң «2021 – йиллиқ давос күнтәртипи» йиғинлири даирисидә тор муһити астида «иқтисадий тәрәққийатни қайта җанландуруш» темилиқ сөһбәт йиғини өткүзүлди.

йавропа мәркизий банкисиниң башлиқи киристин лагарде, сөһбәт йиғинида сөзлигән нутиқида, 2020-йилиниң төтинчи пәсилдә йавро райониниң иқтисадий саһәсиниң даирисиниң тарийип кәткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, «ковид – 19» йуқуми мәзгилидә мәбләғ йүрүштүрүш шараитиниң ширкәтләр вә аилиләргә мас келиши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: «йуқумдин кейин иқтисадий әһвал башқичә болиду.»

гәрчә «ковид – 19» йуқуминиң йеңи түрлири әндишә пәйда қиливатқан вә бу даиридә қаттиқ тәдбирләр қоллиниливатқан болсиму, лекин, 2021 – йилиниң «иқтисадниң әслигә келиш йили» болушини үмид қилидиғанлиқини ейтқан лагарде, йавро райониниң иқтисадий һәққидә тохтилип мундақ деди: «йавро райони иқтисадиниң әслигә келиши кечикиши мумкин, шуңа иқтисадниң әслигә келиш җәрйаниниң <релистин чиқип кетиши> гә йол қоймаслиқ керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر