түркийә өй - мүлүк сетиш җәһәттә йарвопадиму рекорт йаратти

өткән йили түркийә миқйасидики туралғу сетиш миқдари бир йерим милйонға йетип тарихий рекорт йаратти.

1563627
түркийә өй - мүлүк сетиш җәһәттә йарвопадиму рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, туралғу сетилиш миқдари алдинқи йилға селиштурғанда % 11.2 ешип, 2020- йили 1 милйон 499 миң 316 гә йәткән.

.униңдин илгирики әң йуқири сан 2017- йилида көрүлгән болуп,  бир милйон 409 миң 314 кә йәткәниди.

өй – мүлүк сетишида ковид – 19 йуқумиға қаримай, алдинқи әң йуқири санға селиштурғанда %6.4 ешиш көрүлди. бу қетим буниңдин илгирики әң йуқири сандин 90 миң өй артуқ сетилған болди.

дап йапи қурулуш – һөддигәрлик ширкити мудири зийа йилмаз бу һәқтә тохтилип, сәһийә тармақлириниң мувәппәқийитиниң сетишқа иҗабий тәсир көрсәткәнликини оттуриға қойди вә сөзини давамлаштуруп, «түркийә 2020- йили туралғу сетиш санини  %11.2 ашурди. бундақ ешиш нисбити йавропадиму йоқ. әксичә, италийә, фирансийә, әнглийә, испанийә қатарлиқ дөләтләрдә %10 тин %25 кичә төвәнләш көрүлди. түркийә йавропадики өй сетиш рекортини бузған болди» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر