мосул шәһиридин түркийәгә тутушидиған заманиви төмүр йол линийәси қурулиши мушу һәптә башлиниду

ирақниң шималидики мосул шәһиридин түркийә чеграсиғичә заманиви төмүр йол линийәси йасилидиған болди.

1493943
мосул шәһиридин түркийәгә тутушидиған заманиви төмүр йол линийәси қурулиши мушу һәптә башлиниду

 

түркийә авази радийоси хәвири: мосул валийси нәҗим әл җубури ирақниң йерим рәсмий гезити «әс-сабаһ» қа бәргән қисқа байанатида, түркийә ширкәтлириниң қоллиши билән инженерлар гурупписиниң кәлгүси бир нәччә күндә икки дөләт оттурисида йеңи заманиви төмүр йол линийиси қурулишини башлайдиғанлиқини билдүрди.

җубури мосул шәһәр мәркизидин түркийәниң қуруғлуқ чегра еғизиға тутишидиған төмүр йол линийәсиниң қуруғлуқ чегра еғизидики зичлиқни азайтишни мәқсәт қилидиғанлиқини тәкитлиди, лекин кетидиған чиқим һәққидә тәпсилий мәлумат бәрмиди.

түркийә билән ирақ оттурисидики сода вә хәлқара тиранспорт үчүн омумән һабур-ибраһим хәлил чегра еғизи ишлитилмәктә.

түркийәниң бағдатта турушлуқ баш әлчиси фатиһ йилдиз 2-айдики байанатида, икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисиниң 2019-йилида 15 милйард 800 милйон доллар әтрапида болғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر