албайрақ: түркийә йуқумниң әң аз зийиниға учрайдиған үчинчи дөләт

малийә вә хәзинә ишлири министири албайрақ, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиниң мөлчәричә, йуқумниң әң аз тәсиригә учриған үчинчи дөләтниң түркийә икәнликини ейтти.

1493636
албайрақ: түркийә йуқумниң әң аз зийиниға учрайдиған үчинчи дөләт

түркийә авази радийоси хәвири: бәрат албайрақ тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиниң мөлчәрлиригә қариғанда, хитай вә җәнубий корейәдин қалса, йуқумниң әң аз тәсиригә учрайдиған үчинчи дөләтниң түркийә икәнлиликини оттуриға қойғандин кейин, «күчлүк иқтисадимиз сайисида бу мөлчәрму техиму йахши мөлчәрләр билән орун алмаштуриду. бу күрәштә барлиқ сәһийә хадимлиримизға вә ишләпчиқириштин ваз кәчмигән хизмәтчилиримизгә миннәтдарлиқ билдүримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر