түркийәниң йавропа дөләтлиригә қилған тәййар кийим експортида көрүнәрлик ешиш қолға кәлтүрүлди

түркийәниң експортиға әң көп һәссә қошуп келиватқан тәййар кийим саһәси өткән ай 1 милйард 812 милйон 845 миң долларлиқ мәһсулат експорт қилди.

1470994
түркийәниң йавропа дөләтлиригә қилған тәййар кийим експортида көрүнәрлик ешиш қолға кәлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә експортчилар мәҗлиси вә улудағ експортчи бирликлириниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, тәййар кийим саһәси өткән ай 150 дин артуқ вә районға мәһсулат експорт қилған.

түркийә әң көп мәһсулат експорт қилған германийәгә ийул ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %15.32 лик ешиш билән 349 милйон 155 миң долларлиқ тәййар кийим експорт қилинди.

германийәдин қалса бу саһәдә әң көп мәһсулат експорт қилинған дөләт испанийә болди؛ испанийәгә өткән ай %5 лик ешиш билән 248 милйон 939 милйон долларлиқ тәййар кийим експорт қилинди.

испанийәдин қалса әнглийәгә %11.82 лик ешиш билән 183 милйон долларлиқ؛ униңдин кейин голландийәгә %34 лик ешиш билән 154 милйон 270 миң долларлиқ мәһсулат експорт қилинди.

америкаға өткән айда бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %53.42 лик ешиш билән 109 милйон долларлиқ тәййар кийим експорт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر