германийә түркийәгә қаратқан сайаһәт чәклимисини қисмән әмәлдин қалдурди

германийә вухән вируси (ковид – 19) йүзисидин түркийәгә қарита чиқарған сайаһәт чәклимиси тизимликидин айдин, анталйа, измир вә муғла қатарлиқ шәһәрләрни чиқиривәтти.

1467347
германийә түркийәгә қаратқан сайаһәт чәклимисини қисмән әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министирлиқиниң интернет сәһиписигә чиқирилған байанатта, айдин, муғла, измир вә анталйа үчүн сайаһәт чәклимисиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, сайаһәтчиләрниң түркийәдин германийәгә қайтип 48 саәт ичидә чоқум саламәтлик тәкшүрүшидин өтүшиниң шәрт икәнлики хатирилитип өтүлди.

германийә, ковид – 19 сәвәбидин 31 – авғустқичә йавропа иттипақи вә шәнгән райони (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) сиртидики 160 үчүн сайаһәт чәклимиси чиқарғаниди.

бу җәрйанда түркийә җумһурийити мәдәнийәт вә сайаһәт министири мәһмәт нури әрсой тивиттер арқилиқ байанат берип, «түркийә болуш сүпитимиз билән <саламәт сайаһәт қилиш пилани> даирисидә герман меһманлиримизни күтүвелишқа тәййармиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر