гилас експортида рекорт йаритилди

түркийәниң гилас експортидин бу йил мәвсум ахирлашмай турупла 212 милйон доллар кирим қилинип, йеңи рекорт йаритилди.

1460106
гилас експортида рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: алдинқи йили 183 милйон долларлиқ гилас експорт қилған түркийә, бу йил 1 – йанвардин тартип 21 – ийулғичә болған арилиқта 60 дөләткә 212 милйон долларлиқ гилас експорт қилди.

бу мәзгилдә әң көп гилас експорт қилинған дөләт, 88 милйон доллар билән германийә – рәткә, 49 милйон доллар билән русийә 2 – рәткә, 13 милйон доллар билән австрийә 3 – рәткә тизилди.

гиласта мәвсум ахирида експорт миқдаринң 250 милйонға йетиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر