түркийәдә ишсизлиқ нисбити %0.2 төвәнлиди

түркийәдә ишсизлиқ нисбити апрел ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %0.2 төвәнләп %12.8 чүшти.

1452785
түркийәдә ишсизлиқ нисбити %0.2 төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси, апрел ейиға алақидар әмгәк күчи истатистикисини елан қилди.

түркийә истатистика идарисиниң доклатиға қариғанда, түркийә миқйасида 15 йаш вә униңдин чоңлар арисидики ишсизлар сани апрел ейида бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда 427 миң адәм азийип 3 милйон 775 миң кишигә қисқарған. охшаш мәзгилдә ишсизлиқ нисбити %0.2 төвәнләп %12.8 гә чүшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر