әлийев: баку - тифлис - қарс төмүр йолиниң «төмүр йипәк йоли» дәп атлиши тасадипийлиқ әмәс

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, 2020 – йилиниң алдинқи 6 ейида баку – тифлис – қарс төмүр йоли арқилиқ йөткәлгән йүк һәҗиминиң 2019 – йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда 3.7 һәссә артуқ икәнликини билдүрди.

1448280
әлийев: баку - тифлис - қарс төмүр йолиниң «төмүр йипәк йоли» дәп атлиши тасадипийлиқ әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, афғанистан пирезиденти әшрәф ғени вә түркмәнистан пирезиденти гурбангули бәрдимуһәммәдов билән үч тәрәп телевизийә йиғини өткүзди.

әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, әлийев йиғинда баку – тифлис – қарс төмүр йолиниң 2017 – йили хизмәткә кириштүргәнликини, буниң бир тарихий һадисә икәнликини әскәрткән.

бу йолниң «төмүр йипәк йоли» дәп атилишиниң бир тасадипийлиқ әмәсликини билдүргән илһам әлийев, «бу түр (қурулуш) қитәләрни өзара туташтуриду. асийа билән йавропа оттурисидики бир дөләт болған әзәрбәйҗан, йавро-асийадики тошумичилиқ вә арқа сәп саһәсигә муһим күч беғишлимақта. 2020 – йилиниң алдинқи 6 ейида баку – тифлис – қарс төмүр йоли арқилиқ тошулған йүк һәҗими 2019 – йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурған 3.7 һәссә артуқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر