түркийә 20 дөләт гуруһи ичидики иқтисадини гүлләндүрәлигән икки дөләтниң бири болди

иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати, вухән вирусиға қаримай, бу йилниң биринчи чарикидә 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр ичидә пәқәт түркийә билән һиндистанниңла миллий ишләпчиқириш омумий қиммитини ашуралиғанлиқини уқтурди.

1434608
түркийә 20 дөләт гуруһи ичидики иқтисадини гүлләндүрәлигән икки дөләтниң бири болди

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати(OECD) , вухән вируси (ковид – 19) ға қаримай, бу йилниң биринчи чарикидә 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләр ичидә пәқәт түркийә билән һиндистанниңла  миллий ишләпчиқириш омумий қиммитини ашуралиғанлиқини уқтурди.

иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати, биринчи чарәктә 20 дөләт гуруһиға әза дөләтләрниң иқтисадий ешишиға алақидар доклатини елан қилди.

буниңға асасән , түркийә биринчи чарәктә 2019- йилиниң биринчи чарикигә селиштурғанда % 0.6 , һиндистан болса, % 0.7 ешишни қолға кәлтүрди.

түркийә йәнә, биринчи чарәктә йиллиқ миқдарда  %4.4 лик ешишни қолға кәлтүрүп, 20 дөләт гуруһи дөләтлири ичидә әң күчлүк иқтисадий ешишни қолға кәлтүргән дөләт болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر