йавропа иттипақи сүрийәгә йүгүзүватқан ембарголарниң муддитини узартти

йавропа иттипақи кеңиши пуқраларға қаратқан бесимлири давамлишиватқанлиқи сәвәблик сүрийәдә бәшшәр әсәд һакимийити вә қоллиғучилириға йүргүзүватқан ембарголарниң муддитини 1 – ийунғичә узартти.

1425587
йавропа иттипақи сүрийәгә йүгүзүватқан ембарголарниң муддитини узартти

түркийә авази радийоси хәвири: бу һәқтә елан қилинған байанатта әскәртилишичә, йавропа иттипақиниң сүрийәдә хәлққә зораванлиқ қилинишида рол ойниғанлиқи үчүн «ембарго йүзгүзүлидиғанлар тизимлики» гә дахил қилинған шәхсләрниң сани 273 кә йетидикән. сайаһәт чәклимиси қойулған бу шәхсләрниң йавропа иттипақидики мал – мүлүклириму тоңлитип қойулмақта икән. буниңдин башқа йәнә, йавропа иттипақи тәрипидин сүрийәдә ембарго  йүргүзүлүватқан вә сүрийә мәркәз банкисиниму өз ичигә алған 70 орунниң мал – мүлүклириму тоңлитип қойулмақта икән.

йавропа иттипақиниң сүрийәгә йүргүзүватқан ембарголири арисида, хәлққә бесим қилиш үчүн ишлитилидиған техникилиқ үскүниләр, техника експортиниң алдини елиш вә нефит ембаргоси бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر