йавропа парламенти «вухән вируси» ға қарши күрәш пилани түзүлүшини тәләп қилди

йавропа парламенти «вухән вируси» ниң иқтисадий вәйранчилиқиға қарши 2 тирилйон йавролуқ қутқузуш пилани түзүлүши тоғрулуқ чақириқта болди.

1418450
йавропа парламенти «вухән вируси» ға қарши күрәш пилани түзүлүшини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа парламентиниң белгийәнииң пайтәхти бирйусселда чақирилған омумий кеңәш йиғинида, йавропа иттипақиниң келәчәктики хамчоти вә «вухән вируси» ниң иқтисадий вәйранчилиқиға қарши қутқузуш пилани һәққидә чиқарған қарари 505 аваз билән қобул қилинди.

қарарда, «вухән вируси» ниң йавропа иттипақиға әза 75 дөләттә иқтисадий вәйранчилиқни кәлтүрүп чиқарғанлиқи, «вухән вируси» ға қарши күрәш қилиш үчүн 2 тирилйон йавролуқ қутқузуш пиланиға еһтийаҗ барлиқи тәкитлиниш билән бир вақитта,  һәрқайси дөләтләрниң «вухән вируси» ға қарши күрәштә, йавропа иттипақиниң келәчәктики хамчоти вә қутқузуш пилани бойичә иш көрүшниң орниға, өз күчигә тайинишқа бәкрәк әһмийәт беришлириниң зөрүрлүки  қәйт қилинди.

игилинишичә, қануний җәһәттин һечқандақ иҗра қилдуруш күчигә игә  болмиған вә  тәвсийә характерлик бундақ қарар, йавропа парламентиниң мақуллиши вә әза дөләтләрниң йавропа иттипақи кеңишидә бирдәк аваз бериши билән чиқирилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر