ишсизлиқ нисбити төвәнлиди

түркийәдә ишсизлик нисбити 2020-йили феврал ейида өткән йили (2019) ниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %1.1 чүшүп %13.6 гә төвәнлиди.

1414837
ишсизлиқ нисбити төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси 2020-йили феврал ейиға мунасивәтлик санлиқ рәқәмләрни елан қилди. буниңға асасланғанда, түркийәдә 15 вә униңдин йуқири болған йашлардики ишсизлик сани, феврал ейида өткән йили (2019) ниң охшаш ейиға селиштурғанда 502 миң киши азийип 4 милйон 228 миң болған. ишсизлиқ нисбити охшаш мәзгилдә %1.1 чүшүп %13.6 гә төвәнлигән.

йеза игиликини һесаблимиғандики ишсизлик нисбити %1.5 чүшкән вә %15.4 дәп тәхмин қилинған. ишсизлиқ нисбити 2020-йили февралда март ейиға селиштурғанда %0.2 төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر