вухән вируси сәвәбидин фирансийә дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммити %6 төвәнлиди

фирансийә мәркизи банкиси вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковид -19) сәвәбидин бу йилниң алдинқи 3 ейида дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %6 төвәнлигәнликини елан қилди.

1393960
вухән вируси сәвәбидин фирансийә дөләт ичи ишләпчиқириш омумий қиммити %6 төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири:  фирансийә мәркизи банкисиниң байанатида, буниң 1945 - йилдин буйанқи франсийә иқтисадиниң әң начар 3 ейи болғанлиқи оттуриға қойулди.

байанатта, мартниң ахирқи 15 күнидә, иқтисадий паалийәтләрниң алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %32 төвәнлигәнлики көрситилди.

фирансийә мәркизий банкаси дөләт ичидә йолға қойилидиған вирус тәдбирлириниң һәр 15 күндә GDP ниң% 1.5 төвәнлишини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқиға даир тәхминлирини елан қилди.

фирансийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, бу иқтисадий тарийиш түпәйли дөләт иқтисадий чекиниш басқучиға киргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر