нефит баһалириму вирусниң тәсири астида қалди

брент нефитиниң варил баһаси һәптиниң тунҗи күнидә хәлқара базарларда 26.95 доллардин сетилди.

1387403
нефит баһалириму вирусниң тәсири астида қалди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси (Kovid-19) ниң дунйаниң һәр қайси җайлириға көрситиватқан еғир тәсири сәвәбидин күнлүк хәлқара нефит тәлипиниң 20-15 милйон варил азийиш тәхмини, нефит баһасиниң чүшүшини кәлтүрүп чиқармақта.

 буниңдин башқа, сәуди әрәбистан-русийә сүркилишиму нефит баһасиниң төвәнлишигә сәвәб болмақта.

брент нефитида техникилиқ җәһәттин 26.85 доллар билән 27.11 доллар арисини қаршилиқ көрситиш, 26.59 доллар билән 26.33 долларни дәстәк райони дәп қарашқа болидиғанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر