русийә сайаһәтчилики еғир зийан тартиши мумкин

русийә сайаһәтчилик саһәсидә 37 милйард рубли зийан көрүлүши мумкинлики билдүрүлди.

1385052
русийә сайаһәтчилики еғир зийан тартиши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: русийә сайаһәт агентлиқлири бирләшмиси (ATOR) ниң башлиқи майа ломидзе (MayaLomidze) интернет арқилиқ арқилиқ өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, вухән вируси(Kovid-19)  ниң русийә сайаһәт саһәсигә көрситидиған тәсири тоғрисида тохталди.

у вухән вируси сәвәбидин русийә сайаһәтчиликидә зийан көрүлидиғанлиқини әскәртип: «үмидвар сенарийә бойичә, чәт әл сайаһәтлири ийул ейида қайта башлиниду. үмид үзүлгән сенарийә бойичә, сайаһәтләр сентәбир ейидин бурун башланмайду.әгәр бундақ болса, русийә сайаһәтчиликидә җәмий 37 милйард рубли (тәхминән 475 милйон доллар) зийан көрүлиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر