дунйа базарлиридики давалғуш давамлашмақта

дунйа базарлирида вухән вируси(Kovid-19) сәвәбидин пәйда болған давалғушлар иқтисадий тәдбирләргә қаримастин давам қилмақта.

1381085
дунйа базарлиридики давалғуш давамлашмақта

түркийә авази радийоси: дунйа базарлирида һәптиләрдин буйан вухән вируси  әндишәси сәвәбидин пәйда болған чөчүш вәзийити, йолға қойулған тәдбир вә иқтисадий қоллашларға қаримастин давам қилмақта.

америка нийу йорк аксийә базири түнүгүн (2020-йили 18-март) вухән вируси пәйда қилған иқтисадий әндишәләр сәвәбидин қаттиқ чүшүш билән ахирлашти. «Dow Jones endeksi» көрсәткүчи аридин үч йил өткәндә тунҗи қетим 20000 номурниң астиға чүшти вә бир күн илгирикигә селиштурғанда %6.3 төвәнләп 19898 номур билән ахирлашти.

S&P көрсәткүчи %5.2, насдақ (Nasdaq) көрсәткүчи %4.7 төвәнлиди.

ғәрбий тексас түридики (WTI) хам нефитниң баһаси 20 долларниң астиға чүшүшни синап бақти вә %18 лик төвәнләш билән 22 доллардин тамамлиди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر