хитайниң америкиға вәдә бәргәнлики илгири сүрүлди
хитайниң америка қошма иштатлири билән тамамлиниш алдида туруватқан биринчи басқучлуқ сода келишими даирисидә америкидин 200 милйард доларлиқ мал импорт қилиш тоғрулуқ вәдә бәргәнлики илгири сүрүлди.
1341255

түркийә авази радийоси хәвири: «‹ South China Morning Post › гезити» ниң хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити икки йил ичидә америка қошма иштатлиридин 200 милйард доларлиқ енергийә, мулазимәт, йеза игилик вә санаәт қатарлиқ саһәләрдин мал импорт қилиш тоғрулуқ вашингтонға вәдә бәргән.
хәвәрдә дейилишичә, бу саһәләр арисида 75 милйард доллар билән санаәт биринчи қатардин орун алидиған болуп, хитай бу даиридә вашингтондин 50 милйард долларлиқ енергийә, 40 милйард долларлиқ йеза игилик мәһсулатлири вә 35 милйард долларлиқ хизмәт сетивалидикән.
америка қошма иштатлири билән хитай оттурисидики биринчи басқучлуқ сода келишиминиң мушу һәптә ичидә имзалиниши күтүлмәктә икән.