түркийә алдимиздики йазда аләм бошлуқиға қәдәм қойиду

түркийә мудапиә саниити башқармиси даирисидә қурулған «Delta V» аләм бошлуқи техникилири идариси мудири ариф карабәйоғлу түркийәниң алдимиздики йазда аләм бошлуқиға қәдәм қойидиғанлиқини ейтти.

1324336
түркийә алдимиздики йазда аләм бошлуқиға қәдәм қойиду
deltay uzay Arif Karabeyoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ариф карабәйоғлу һибрит аләм бошлуқи ракета мотори ишләпчиқириш лайиһәси «HURM» һәққидә анадолу агентлиқиға бәргән байанатида, толиму өзгичә бир ракета мотори ишләпчиқарғанлиқлирини, охшашлириға селиштурғанда, бу ракета моториниң һәм техиму бихәтәр, һәм чиқими аз икәнликини, аләм бошлуқиға чиқиш үчүн һазирға қәдәр 11 қетим синақ қилинғанлиқини билдүрди. 

ариф карабәйоғлу: «бу йаз аләм бошлуқиға чиқидиған ракетайимизни тунҗи қетим қойуп беримиз» деди.

ариф карабәйоғлу түркийәниң ракета мотори җәһәттә сөзи инавәтлик бир дөләткә айлиниши үчүн, бу лаһийә хизмитини давамлаштурғанлиқлирини тәкитләп: «бизниң техникимизниң асаслиқ алаһидилики аддий вә чиқими аз болушидур. буниңдин башқа йәнә бихәтәрликидур. бу барлиқ алаһидикләрни қошқанда, мана шундақ система билән ишләпчқирилидиған ракета қойуп бериш суписиму дунйадики охшашлириға селиштурғанда техиму әрзан баһалиқ болиду. түркийәниң қолида бундақ бир техникиниң болуши, түркийәни аләм бошлуқиға елип бариду» деди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر