ши җинпиң: америка билән «сода уруши» дин қорқмаймиз

хитай дөләт рәиси ши җинпиң америка қошма иштатлири билән «сода келишими» түзүшни халайдиғанлиқлирини бирақ вашингтон һөкүмити «сода уруши» қозғиған тәқдирдә инкас қайтуруштин айанмайдиғанлиқлирини билдүрди.

1310961
ши җинпиң: америка билән «сода уруши» дин қорқмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: ши җинпиң хәлқ сарийида пайтәхт бейҗиңда чақирилған « Bloomberg йеңи сода - иқтисад мунбири» йиғиниға қатнашқан америка сода һәйитини қобул қилғанда бәргән байанатида, дөлитиниң сода – иқтисад сөһбәтлиригә қарита иҗабий позитсийә тутуп келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәмишә тәкитләп келиватқинимиздәк, биз <сода уруши> қозғашни халимаймиз, <сода уруши> динму қорқуп қалмаймиз. зөрүр тепилғанда, тегишлик җаваб қайтуримиз. шундақтиму <сода уруши> оттуриға чиқмисун дәп тиришчанлиқ көрситиватимиз. җүмлидин өзара һөрмәт қилиш вә баравәрлик асасида <сода келишими> һасил қилинишни ишқа ашуруш йолида ғәйрәт көрситивтимиз.»

америкилиқ сода – иқтисад сөһбити һәйитидин, америка қошма иштатлириниң сабиқ дипломатийә министири һенри киссингер, хәзинә ишлири катипи һанк паулсон вә сода ишлири вәкили майк фроман қатарлиқларму орун алди.

«‹ Wall Street Journal› гезити» түнүгүн елан қилған хәвиридә, хитайниң сода – иқтисад сөһбитиниң хитай тәрәп башламчиси муавин баш министир  лйу хениң америкилиқ кәспдашлирини бейҗиңға тәклип қилғанлиқини әскәрткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر