түркийә бу йилниң алдинқи йеримида қазақистанға 275 милйон доллар мәбләғ салди
қазақистан ташқи ишлар министирлиқи слеинма комитети, 2019 – йилиниң алдинқи йеримида қазақистанға мәбләғ салған дөләтләрниң тизимликини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан ташқи ишлар министирлиқи слеинма комитетиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, бу йилниң алдинқи йеримида дөләткә җәлп қилинған биваситә чәт әл селинмисиниң миқдари 2018 – йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %3.1 чекинип, 12 милйард 100 милйон доллар болған.
2019 – йилиниң алдинқи йеримида қазақистанға мәбләғ салған дөләтләр арисида голландийә 3 милйард 400 милйон долларлиқ селинмиси билән биринчи рәттин, америка қошма иштатлири 2 милйард 900 милйон доллар билән иккинчи, шивейтсарийә 1 милйард доллар билән үчинчи, хитай 922 милйон доллар билән төтинчи, русийә 632 милйон доллар билән бәшинчи, фирансийә 537 милйон доллар билән алтинчи, белгийә 516 милйон доллар билән йәттинчи, әнглийә 336 милйон доллар билән сәккинчи, түркийә 275 милйон доллар билән тоққузинчи, йапонийә 214 милйон доллар билән онинчи рәттин орун алди.
түркийә өткән йилниң алдинқи йеримида қазақистанға 147 милйон 900 миң доллар мәбләғ салғаниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йавропада газ баһаси өрлиди
йавропада тәбиий газ баһаси түнүгүн (16-апрел) оттура шәрқтики җиддий вәзийәт сәвәбидин %7.5 өрлиди.