америкада бир милйон долларлиқ бир варақ қәғәз пул банка хадимлирини һәйран қалдурди

американиң небраска өлкисидә сақчилар, техий рәсмй тарқитилип бақмиған бир милйон долларлиқ қәғәз пул билән банкида һесаб ачмақчи болған кишини җиддий издәшкә башлиди.

1297239
америкада бир милйон долларлиқ бир варақ қәғәз пул банка хадимлирини һәйран қалдурди

 

түркийә авази радийоси хәвири: «Lincoln Journal-Star» гезитиниң хәвридә билдүрүлишичә, линколин һәвлок районидики бир банка шөбиси хадимлири һәйран қаларлиқ бир әһвалға дүч келип, сақчиларға хәвәр қилған.

банка хадимлири бир әрниң банка һесаби ечиш үчүн бир милйон долларлиқ бир варақ қәғәз пулни көтүрүп кәлгәнликини, банка хадимлири бундақ пулниң йоқлуқини ейтқанда, у кишиниң бу пулниң йалған әмәсликидә чиң туривалғанлиқини ейтип бәргән. 

мәзкур киши банкида һесаб ачтуралмай, қолидики бир варақ бир милйон долларлиқ пул билән банкидин айрилған.

сақчиларниң бихәтәрлик камира көрүнүшлирини тәкшүрүш арқилиқ кишиниң кимликини тәкшүргәнлики вә у кшиниң мал - мүлки йаки өзиниң бирәр җинайәт қурбани болған вәйаки болмиғанлиқини ениқлашқа тиришиватқанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر