истемалчилар ишәнч көрсәткүчи ашти

түркийәдә истемалчилар ишәнч көрсәткүчи өктәбир ейида алдинқи айниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 2.1 ашти.

1293338
истемалчилар ишәнч көрсәткүчи ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргининиң өктәбир ейидики истемалчилар ишәнч көрсәткүчигә алақидар доклатида әскәртилишичә, түркийә истатистика оргини билән түркийә җумһурийити мәркәз банкиси һәмкарлишип ишқа ашурған рай синаш нәтиҗисигә асасланғанда, түркийәдә истемалчилар ишәнч көрсәткүчи өктәбир ейида алдинқи айниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 2.1 ашқан. сентәбир ейида % 55.8 болған көрсәткүч қиммити өктәбир ейида % 57 кә өрлигән.

бу мәзгилдә аилиләрниң маддий әһвалиниң йахшилиниш көрсәткүчи % 1.1 ешип, % 74.8 болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر