аптомобил содиси % 100 ашти
түркийәдә аптомобил содиси көзгә көрүнәрлик дәриҗидәйүксәк сәвийәгә йәтти.
1281255
түркийә авази радийоси хәвири: мәркәз банкисиниң қәрз өсүм нисбитини төвәнлитишидин кейин, дөләтлик вә хусусий банкиларму қәрз өсүмлирини төвәнләтти. буниңға әгишип, сентәбир ейида аптомобил сетиш ишлири алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 100.67 ашти. сентәбир ейида сетилған аптомобил сани йиллиқ нисбәттә % 100.67 ешип, 35 миң 308 гә йәтти, йеник типтики сода аптомобил сани болса % 23.03 лик ешиш билән 6 миң 684 кә йәтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
шимшәк: йәршари мәбләғ салғучилири түркийәниң иқтисадий пиланиға ишиниду
министир мәһмәт шимшәк америка қошма иштатлиридики зийарити һәққидә TRT гә байанат бәрди.