һиндистанда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

һиндистанниң уттар прадеш вә биһар өлкилиридә йүз бәргән су апәтлиридә һайатидин айрилғанларниң сани 140 қа йәтти.

1279528
һиндистанда йүз бәргән су апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистанниң «‹ Press Trust of India› агентлиқи» ниң хәвәр қилишичә, мәсуллар йеқинқи бир һәптә ичидә қара йамғур кәлтүрүп чиқарған су апити вә қазалар сәвәбидин һайатидин айрилғанлар саниниң  уттар прадеш өлкисидә  111 гә, биһар өлкисидә  29 ға йәткәнликини уқтурған.

җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, биһар өлкисиниң патна шәһиридә талапәткән учриған кәм дегәндә 4 миң киши башқа җайларға орунлаштурулған.

баш министир нарендра моди аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, алақидар тармақларниң мәсуллири билән апәт әһвали һәққидә музакириләрни елип барғанлиқини, апәткә қарши туруш органлириниң йәрлик һөкүмәтләр билән ортақ хизмәт ишләватқанлиқини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر