әнқәрә айродуруми мулазимәттә учқандәк тәрәққий қилмақта

әнқәрә әсәнбоға айродуруми өткән бир айда 1 милйон 235 миң йолучиға, алдинқи 8 айда болса, 9 милйон 428 миң йолучиға мулазимәт қилди.

1266854
әнқәрә айродуруми мулазимәттә учқандәк тәрәққий қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт айродорумлар башқармисиниң авғуст ейидики итатистикилиқ мәлуматлириға асасланғанда, әнқәрә әсәнбоға айродуруми алдинқи айда, дөләт ичи учуш линийәси бойичә 952 миң 647 йолучиға вә чәт әлләргә учуш линийәси бойичә 282 миң 997 йолучиға, җәмий 1 милйон 235 миң 644 йолучиға мулазимәт қилған.

авғуст ейида дөләт ичи учуш линийәси бойичә айропилан учуш қетим сани 6572 вә чәт әлләргә учуш линийәси бойичә 2142 қетим болуп, җәмий 8714 қетим болған.

айродурум йәнә, авғуст ейида җәмий 14 миң 122 тонна йүк тошиған. 

бу йилниң дәсләпки 8 ейида болса, мулазимәт қилинған йолучиларниң омумий сани 9 милйон 428 миң 782 болған.

бу 8 айлиқ мәзгилдә җәмий 82 миң 416 тонна йүк тошуш ишқа ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر