иқтисадий ишәнч көрсәткүчи өрлиди

иқтисадий ишәнч (истемал вә ишләпчиқириш баһа) көрсәткүчи авғуст ейида өткән айға селиштурғанда %7.9 ешип %80.7 дин %87.1 гә өрлиди.

1260132
иқтисадий ишәнч көрсәткүчи өрлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси, авғуст ейиға алақидар иқтисадий ишәнч көрсәткүчини елан қилип, көрсәткүчниң бу айда алдинқи айға селиштурғанда %7.9 ешип %87.1 гә өрлигәнликини уқтурди.

уқтуруштики учурларға қариғанда, көрсәткүчтики ешиш, истемалчи, ишләпчиқириш санаити, мулазимәт, парчә сетиш вә қурулуш саһәлириниң ишәнч көрсәткүчлиридики ешишларни арқа көрүнүш қилидикән.

авғуст ейида истемалчилар баһа (ишәнч) көрсәткүчи %58.3, ишләпчиқириш саһәси баһа көрсәткүчи %102.1, мулазимәт саһәси баһа көрсәткүчи %89.1, парчә сетиш саһәси баһа көрсәткүчи %95, қурулуш саһәси баһа көрсәткүчи %55.5 ашқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر