әрдоған москвада түркийә - русийә мунасивәтлири үстидә тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийә билән русийә арисидики сода һәҗиминиң 25 милйард доллар икәнликини, нишанниң буни 100 милйард долларға йәткүзүш икәнликини ейтти.

1259288
әрдоған москвада түркийә - русийә мунасивәтлири үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған русийәниң пайтәхти москвада русийә пирезиденти виладимир путин билән бирликтә иштирак қилған хәлқара авийатсийә вә аләм бошлуқи йәрмәнкиси (макс-2019) ниң ечилиш мурасимида сөз қилди.

«макс»ни өз саһәсиниң байрақдар йәрмәнкилириниң бири дәп қарайдиғанлиқини билдүргән әрдоған, «бизниңму бу йил 14- қетимлиқи өткүзүлгән IDEF йәрмәнкимиз бар. 2019 – йили 14 – сентәбирдин 22 – сентәбиргичә өткүзүлидиған текнофестивал паалийитигә болса, 1 милйондин артуқ адәмниң иштирак қилишини күтүватимиз. һөрмәтлик путин башта болуп пүткүл рус хәлқини паалийәткә қатнишишқа тәклип қилимиз» деди.

түркийәниң мудапиә, авийатсийә вә аләм бошлуқи технологийәлиридә гепи өтидиған дөләткә айланғанлиқини тәкитлигән әрдоған, «2018 – йилиниң ахирида мудапиә вә авийатсийә саһәмизниң омумий експорти икки йерим милйард долларға йәтти» дегәнләрни қәйт қилди.

түркийә билән русийә арисидики сәмимий вә қойуқ дийалогниң чоңқур шундақла көп қатламлиқ һәмкарлиқни узуқ қилидиғанлиқини билдүргән әрдоған, «бу йил 6 милйонға йеқин рус сайаһәтчиниң дөлитимиздә зийарәттә болушини күтүватимиз. аримиздики сода һәҗимий 25 милйард доллардин һалқиди. нишанимиз 100 милйард доллардур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر