анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр санида рекорт йаритилди

анталйаға кәлгән сайаһәтчиләрниң сани 10 милйон 5 миң 323 кә йетип, тарихтин буйанқи рекорт йаритилди.

1257807
анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр санида рекорт йаритилди

түркийә авази радийоси хәвири: анталйа вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири баш идарисиниң анталйа вә ғазипаша айродурумлириға алақидар мәлуматлириға қариғанда, бу йил 1 – йанвардин 22 – авғустқичә болған арилиқта анталйа кәлгән сайаһәтчиләрниң сани 10 милйондин ашқан. җүмлидин, бу йил  1 – йанвардин 22 – авғустқичә анталйаға 10 милйон 5 миң 323 сайаһәтчи кәлгән. шуниң билән, шәһәргә кәлгән сайаһәтчиләр санида % 17 лик ешиш көрүлгән. нәтиҗидә, тарихтин буйанқи рекорт йаритилған.

бултур охшаш мәзгилдә анталйаға 6 милйон 609 миң 636 сайаһәтчи, йилниң бешидин ахирғичә болса 8 милйон 586 миң 11 сайаһәтчи кәлгән.

әң көп сайаһәтчи кәлгән дөләтләргә нисбәтән елип ейтқанда, русийә биринчи, германийә иккинчи рәттин орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر