йавропа иттипақи сүрийәликләргә бериш үчүн вәдә қилған фондниң бир қисмини әвәтти
йавропа иттипақи түркийәдики сүрийәликләргә йардәм қилишқа вәдә қилған 6 милйард йавродин 2.35 милйард йаврони йәткүзди.

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети түркийәдики сүрийәликләргә йардәм қилишқа аҗратқан фонд һәққидә байанат елан қилди.
байанатта, түркийәдики сүрийәлик мусапирларни қоллаш үчүн қурулған фондқа, сәһийә, иҗтимаий вә иқтисадий йардәм вә йәрлик һөкүмәтләрниң ул-әслиһәлири қатарлиқ саһәләргә сәрп қилиш үчүн 1.41 милйард йавро аҗритилғанлиқи билдүрүлди.
2016-йили қурулған җәмий 6 милйард йавролуқ фондқа бүгүнгичә 5.6 милйард йавро аҗритилғанлиқи әскәртилгән байанатта, фонд рамкисида 3.5 милйард йавролуқ келишим имзаланғанлиқи, лайиһәләргә 2.35 йавро берилгәнлики вә 80 дин артуқ лайиһәниң әмәлгә ашурулғанлиқи қәйт қилинди.
йавропа иттипақи 2015-йили 29-нойабир өткүзүлгән түркийә-йавропа иттипақи йиғинида, түркийәдики сүрийәликләр үчүн 3 милйард йавролуқ фонд қурушни вәдә қилған иди. 2019-йили 18-марттики йиғинда болса, 3 милйард йавролуқ елавә фондни әмәлгә ашуруш қарар қилинған иди.
фондларниң, түркийәдики сүрийәликләрниң сәһийә, маарип, ул-әслиһә, йемәк-ичмәк вә башқа еһтийаҗлири үчүн, шундақла тәрәққий қилдурушни мәқсәт қилған лайиһәләргә сәрп қилиниши қарар қилинған иди.
дунйада әң көп мусапирға саһибханлиқ қиливатқан түркийә, йавропа иттипақини сүрийәликләргә қилинидиған иқтисадий йардәмни йетәрлик дәриҗидә тез сүрәттә йәткүзмәслик билән тәнқид қилип кәлмәктә.