америка венезуелаға йеңи ембарго йүргүзүшни қарар қилди

америка қошма иштатлири венезуеланиң һәрбий ахбарат органлириниң мәсуллириға ембарго йүргүзүш тоғрулуқ қарар чиқарди

1234859
америка венезуелаға йеңи ембарго йүргүзүшни қарар қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири хәзинә ишлири министирлиқиниң билдүрүшичә, чәт әлликләрниң мал – мүлүклири контирол қилиш ишханиси, венезуела  пирезиденти николас мадуро һөкүмитигә қарши һәрбий исйан урунуши билән әйибләнгән пинсийунер әскәр  рафаел акоста аревалониң назарәт астида тән җазаси нәтиҗисидә өлүп кетишидин кейин, бу дөләтниң һәрбий ахбарат органлириниң мәсуллириниму «ембарго йүргүзүлидиғанлар тизимлики» гә киргүзгән.

акостаниң тирагедийәлик өлүп кетишини қобул қилғили болмайдиғанлиқи әскәртилгән байанатта, мундақ дейилгән: «америка қошма иштатлириниң мадуро һөкүмитиниң өктичиләрни бастуруш мәқситидә йолға қойуватқан инсан қелипидин чиққан сийаситигә хатимә бериш ирадиси қәтийдур.»

мадуро һөкүмитиәә қарши һәрбий исйан урунушиға қатншииш билән әйиблинип қолға елинған деңиз армийәсиниң сабиқ әскири аревалнниң назарәт астида тән җазаси нәтиҗисидә өлүп кәткнилики оттуриға чиққаниди.

һөкүмәткә йеқин ахбарат васитилири тарқатқан хәвәрләрдиму, аревалонниң, үчәй вә бойнида қанаш, көплигән қовурғилирида сунуш әһвалиниң көрүлгәнлики қәийт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر