ғәрбий африқидики CFA франги ишлитиватқан дөләтләрниң пул бирликини өзгәртидиғанлиқи билдүрүлди

пил чиши қирғиқи пирезиденти алассан, ғәрбий африқидики CFA (африқа иқтисадий ортақ гәвдиси) франги ишлитиватқан дөләтләрниң, ортақ пул бирлики «eco» ға өтүшни қарар қилғанлиқини билдүрди.

1233525
ғәрбий африқидики CFA франги ишлитиватқан дөләтләрниң пул бирликини өзгәртидиғанлиқи билдүрүлди
Alassane Ouattara.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пил чиши қирғиқи пирезиденти алассан, фирансийә пирезиденти емануел макрон билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисиниң «eco» намлиқ бир пул бирликини оттуриға қойуш алдида икәнликини ейтти.

у, ғәрбий африқа дөләтлири иқтисадий ортақ гәвдисиниң барлиқ лидирлири, <eco> дәп атилидиған бир пул бирлики шәкилләндүрүшни қарар қилди. узун келәчәктә CFA франгиниң орнини <eco> игләйду» дегәнләрни қәйт қилди.

буниң алақидар дөләтләрниң хәлқлириниң истики икәнликини вә пат пурсәттә ишқа ешишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән алассан, йеңи пул бирликигә өтүшниң һәрбир дөләтниң өз ирадисигә бағлиқ болидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

йавро билән қиммити турақлаштурулған CFA франги камерон, бенин, габон, конго җумһурийити, чад, того вә оттура африқа җумһурийитини өз ичигә алидиған кона фирансийә мустәмликиси 14 африқа дөлитидә ишлитилмәктә.

фирансийә, 1945 – йили 26 – декабирда CFA франгини мустәмликә түзүмини давамлаштуруш мәқситидә пул бирлики қилип бекиткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر