америка алий палатаси 750 милйард долларлиқ дөләт мудапиәси хамчот лайиһәсини тәстиқлиди

америка қошма иштатлири алий палатаси омумий кеңиши «дөләт мудапиәси қануний һоқуққа игә қилиш қанун лайиһәси» дәп аталған 750 милйард доллар қиммитидики хамчот лайиһәсини тәстиқлиди.

1226980
америка алий палатаси 750 милйард долларлиқ дөләт мудапиәси хамчот лайиһәсини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: лайиһә 8 гә қарши 86 аваз билән қобул қилинди.

америка қошма иштатлири дөләт мудапиә министирлиқи үчүн 642 милйард доллар мәбләғ аҗритилған лайиһәдә, енергийә министирлиқиниң дөләт хәвпсизлик пирограммилири үчүн 23 милйард доллар, америка қошма иштатлириниң чәт әлләрдики һәрбий һәрикәтлири үчүн болса 75 милйард доллар аҗритилди. хамчотниң қалған қисми җиддий әһвалларда ишлитилиш үчүн айрилди.

алий палатаниң тәстиқидин өткән хамчот миқдариниң, авам палатасиниң тәстиқидин өткән хамчот миқдаридин 17 милйард доллар көп болуши, җумһурийәтчи вә демократ сийасийонлар пүтүшәлмигән чегра бихәтәрлики вә йадро бешилиқ башқурулидиған бомба тошуйдиған йеңи әвлад йәр асти кемилири қатарлиқ маддиларниңму болуши диққәт қозғиди.

буниңға асасланғанда, алий палатаниң тәстиқидин өткән қанун лайиһәсиниң, авам палатасиниң тәстиқидин өткән лайиһәгә мас келиши шәрт икән.

игилинишичә, дөләт мудапиә министирлиқиниң хамчот лайиһәси, америка дөләт мәҗлисиниң һәр икки қанити тәрипидин тәстиқланған кейин қанунлишиши үчүн, америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң мақуллуқиға сунулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر