доналд трамп һиндистанни агаһландурди

америка пирезиденти доналд трамп һиндистанниң америкаға қаратқан қошумчә тамужна беҗи бәлгилимисини қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

1226267
доналд трамп һиндистанни агаһландурди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп йапонийәдики г 20 рәһбәрләр йиғинида һиндистан баш министири нарендира моди билән көрүшидиғанлиқиға даир тивиттер һесабидин елан қилған байанатида, «йиллардин бери америкаға йуқири тамужна беҗи қойуватқан һиндистанниң әмдиликтә баҗни йәнә өстүргәнликидин ибарәт һәқиқәт үстидә баш министир моди билән сөһбәтлишишни сәвирсизларчә күтмәктимән» деди.

доналд трамп һиндистан һөкүмитиниң америкаға қарита бу ай башлатқан қошумчә тамужна беҗи бәлгилимисини қобул қилғили болмайдиғанлиқини вә буниң дәрһал әмәлдин қалдурулиши керәкликини тәкитлиди.

америка һөкүмити тәрәққий қиливатқан дөләтләргә сунған вә бәзи мәһсулатларниң америкаға баҗсиз киришигә имкан йаритип беридиған «тәрәққий қилдурулған таллаш системиси GTS пирограммиси» дин һиндистанни бу айниң бешида чиқиривәткән иди.

америка 2018йили март ейидин буйан йолға қойған полат вә алйумин беҗидин һиндистанни кәчүрүм қилишни рәт қилған болғачқа, һиндистанму 2018йили ийунда америка мәһсутлатлириға қаратқан тамужна беҗини %120 ашуридиғанлиқини елан қилған бирақ икки дөләт оттурисида давамлишиватқан сода музакирлири сәвәбидин йолға қойулмиған иди.

доналд трамп һөкүмити «тәрәққий қилдурулған таллаш системиси GTS пирограммиси» дин һиндистанни чиқиривитиш қарари алғандин кейин, бу айниң оттурилирида һиндистанму қарар мақуллап, америкидин емпорт қилиниватқан 28 түрлүк мәһсулатқа қошумчә тамужна беҗи йолға қойған иди.

 

 


خەتكۈچ: #г 20 , #трамп , #моди

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر