чәт әлликләргә өй сетиш май ейида ашти

чәт әлликләргә өй сетиш май ейида бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 62.5 ешип, 3 миң 925 кә йәтти.

1219963
чәт әлликләргә өй сетиш май ейида ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргининиң мәлуматлириға асасланғанда, бу йил май ейида чәт әлликләргә өй сетишта 1734 өй билән  истанбул биринчи рәткә, 850 өй билән анталйа иккинчи рәткә, 216 өй билән әнқәрә үчинчи рәткә, 187 өй билән бурса төтинчи рәткә, 136 өй билән йалова бәшинчи рәткә тизилған.

май ейида ирақ пуқралири түркийәдин 594 өй, иран пуқралири 509 өй, русийә пуқралири 285 өй, афғанистан пуқралири 185 өй, сәуди әрәбистан пуқралири 157 өй сетивалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر