түркийә америка маллиридин елинидиған баҗ миқдарини йерим һәссә төвәнләтти

сода министирлиқи америкадин импорт қилинидиған маллардин елинидиған таможна беҗи миқдарини йерим һәссә төвәнләтти.

1205811
түркийә америка маллиридин  елинидиған баҗ миқдарини йерим һәссә төвәнләтти

түркийә авази радийоси хәвири: сода министирлиқи америка қошма иштатлиридин импорт қилинидиған маллардин елинидиған таможна беҗи миқдарини йерим һәссә төвәнләтти.

америкадин импорт қилинидиған 22 хил мәһсулаттин елинидиған таможна беҗи миқдарини йерим һәссә төвәнлитиш қарари, рәсмий иҗра қилинишқа башлиди.

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп өткән һәптә түркийәдин импорт қилинидиған полат-төмүрдин елинидиған таможна беҗи миқдарини %25кә төвәнлитишни қарар қилишидин кейин, түркийә сода министирлиқиму америка мәһсулатлиридин елинидиған таможна беҗи миқдарини төвәнлитишни қарар қилди.

америка һөкүмити 2018-йили 23-марттин башлап сирттин келидиған бәзи полат-төмүр вә алийумин  мәһсулатлиридин %25 вә %10 әтрапида таможна беҗи елишқа башлиғаниди.

буниңға қарита түркийәму 2018-йили 11-ийунда қарар чиқирип, бәзи америка мәһсулатлиридин елинидиған таможна беҗи миқдарини ашурди.  

американиң 2018-йили авғустта түркийәдин келидиған полат-төмүр мәһсулатлиридин елинидиған таможна беҗи миқдарини %50кә өстүрүшидин кейин, түркийәму бәзи америка мәһсулатлиридин елинидиған таможна беҗи миқдарини охшаш нисбәттә өстүргәниди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر