һаманий америкиниң урунушлириниң нәтиҗисиз қалидиғанлиқини ейтти

иран рәһбири айәтуллаһ әли һаманий иранниң еһтийаҗ болған миқдарда нефит екиспорт қилишни давамлаштуридиғанлиқини вә америкиниң иран нефит содисини нөлгә чүшүрүш урунушлириниң нәтиҗисиз қалидиғанлиқини ейтти.

1189123
һаманий америкиниң урунушлириниң нәтиҗисиз қалидиғанлиқини ейтти

 

түркийә авази радийоси хәвири: иран рәһбири һаманий пайтәхт теһрандики туралғусида чоң бир ишчилар гурупписиниң зийаритини қобул қилип сөзлигән нутуқида, америкиниң «йол қойушларға хатимә бериш» байанати үстидә тохталди.

һаманий «уларниң урунушлири һеҗбир нәтиҗигә еришәлмәйду. еһтийаҗизға көрә нефит експорт қилишни давамлаштуримиз. уларму дүшмәнләрчә урунушлириниң җавапсиз қалмайдиғанлиқини билиши лазим» деди. 

америкиниң иранни тиз пүктүрүшни халайдиғанлиқини тилға алған һаманий, «иранниң нефит експортини тосуп қалалайдиғанлиқини хийал қилишиду. лекин қодрәтлик хәлқимиз вә сәгәк мәсуллиримиз әгәр биҗанидиллиқ билән хизмәт қилсила бу чегишләрниму һәл қилип кетәләйду. бу хил нефит сетишлириға қанчилик аз мәһкум һалға кәлсәк, шунчә есил иш болиду. бу бизгә нисбәтән техиму йахши болиду» деди.

америка дүшәнбә күни елан қилған йазма байанатида, илгири иран нефит тиҗаритигә йүргүзүлгән имбарголарда, нефит сетивилишға йол қойулған түркийә қатарлиқ 8 дөләткиму әмдиликтә бу еимбаргодин айрим муамилә қилиш һоқуқи бәрмәйдиғанлиқлилирини елан қилған иди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر