йавропа вәдә бәргән йардәмниң бир қисмини әвәтти

йавропа иттипақи түркийәдики сүрийәликләр үчүн вәдә бәргән 6 милйард йавро йардәмдин 2.2 милйард йаврони әвәтти.

1182232
йавропа вәдә бәргән йардәмниң бир қисмини әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети түркийәдики сүрийәликләргә иқтисадий җәһәттин йардәм қилиш пирограммисиниң йиллиқ доклатини елан қилди.

доклатта, түркийәдики сүрийәлик мусапирларға йардәм қилиш үчүн 2016-йили қурулған фондқа тәхминән 6 милйард йавро тәсис қилинғанлиқи хатирилитилди.

фонд рамкисида, инсанпәрвәрлик йардими, тәлим-тәрбийә вә сәһийә қатарлиқ саһәләр бойичә 84 лайиһә келишими имзаланғанлиқи әскәртилгән доклатта, һазирғичә лайиһәләргә җәмий 2.2 милйард йавро берилгәнлики қәйт қилинди.

доклатта, иқтисадий йардәмниң биринчи қисмида 2 милйард 71 милйон 816 миң йавро, иккинчи қисмида 149 милйон 767 миң йавро берилгәнлики билдүрүлди.

йавропа иттипақи 2015-йили 29-нойабир өткүзүлгән түркийә-йавропа иттипақи йиғинида, түркийәдики сүрийәликләр үчүн 3 милйард йавролуқ фонд қурушни вәдә бәргән иди. кейинчә 3 милйард йавролуқ қошумчә фондни ишқа кириштүрүш қарар қилинған иди.

фондларниң түркийәдики сүрийәликләрниң саламәтлики, тәлим-тәрбийәси, асасий ул-әслиһә, йемәк-ичмәк вә башқа еһтийаҗлири үчүн тәрәққий қилдурулидиған лайиһәләргә сәрп қилинишиму қарарға киргүзүлгән иди.

дунйада әң көп сандики мусапирларға саһибханлиқ қиливатқан түркийә, йавропа иттипақиниң түркийәдики сүрийәликләргә берилидиған иқтисадий йардәмләрни тез йәткүзмәйватқанлиқини билдүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر