түркийә сомалиға йардәм қилди

түркийә сомалиниң пайтәхти муқдишодики «‹денили› мусапирлар лагери» да йашаватқан 5 миң аилигә кийим - кечәк йардәм қилди.

1158177
түркийә сомалиға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қизилай җәмийити тәрипидин өткүзүлгән кийим – кечәкләрни тарқитип бериш мурасимиға, түркийәниң муқдишо баш әлчиси мәһмәт йилмаз, сомали җиддий әһвалларға тақабил туруш вә инсанпәрвәрлик ишлири муавин министири абдуррешид мәһмуд вә түркийә қизилай җәмийити мәсуллири қатнашти.

баш әлчи йилмаз мурасимда қилған сөзидә, түркийә қизилай җәмийитиниң 2011 – йилдин буйан сомалида муһтаҗларға давамлиқ йардәм қолини сунуватқанлиқини әскәртти.

сомали җиддий әһвалларға тақабил туруш вә инсанпәрвәрлик ишлири муавин министири абдуррешид мәһмуд болса, түркийә қизилай җәмийитиниң инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлирини махтиди, һәмдә йеңи кийим – кечәкләрниң болупму мусапирлар лагеридики балиларни чәксиз шад – хурамлиққа чөмдүргәнликини тәкитлиди.

игилинишичә,  бихәтәрлик сәвәбидин өзлири йашаватқан районларни тәрк етишкә мәҗбур болған сомалилиқ мусапирлар, пайтәхт муқдишониң денили районидики мусапирлар лагерида наһайити қийин шараитлар астида йашимақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر